килиманҗародики от апитини өчүрүш үчүн 500 пидаий өзини атиди

африқиниң әң егиз теғи килиманҗародики от апитини өчүрүш үчүн 500 пидаий хизмәт қилмақта.

1508669
килиманҗародики от апитини өчүрүш үчүн 500 пидаий өзини атиди

түркийә авази радийоси хәвири: танзанийә дөләтлик бағчилар идариси (TANAPA) байанатчиси паскал шелутете пидаийларниң қоллиши билән от апитиниң контроллуқ астиға елинғанлиқини билдүрди.

паскал шелутете нәччә километир узақлиқтинму көргили болидиған кифунка чоқисида давамлишиватқан от апитини өчүрүш үчүн 500 пидаийниң халисанә хизмәт қиливатқанлиқини ейтти.

от апитиниң 28 квадрат километир келидиған йәрни вәйран қилғанлиқи вә от кетиш сәвәбиниң техичә ениқланмиғанлиқи қәйт қилинди.

йәкшәнбә күни йүз бәргән от апитидә һазирға қәдәр адәм өлүш йаки йаридар болуш һадисиси көрүлмиди.

деңиз йүзидин 5895 метир егизликттики килиманҗаро теғи, дунйаниң әң егиз мустәқил теғи һесаблиниду.

районни йилиға 50 миң сайаһәтчи зийарәт қилидиған болуп, пат пат  от апити йүз берип туриду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر