дунйа нопусиниң 10 пирсәнти ковид-19 билән йуқумланған болуши мумкин

дунйа нопусиниң 10 пирсәнтиниң ковид-19 билән йуқумланған болуши мумкинлики елан қилинди.

1503698
дунйа нопусиниң 10 пирсәнти ковид-19 билән йуқумланған болуши мумкин

түркийә авази радийоси хәвири: дунйа сәһийә тәшкилати җидди әһвалға тақабил туруш программисиниң дериктори майк рийан ковид -19 дин өлүш нисбитиниң йавропа вә шәрқий оттура деңиз районида өрлигәнликини билдүрди вә: «һазирқи әң йахши мөлчәрлиримиз бизгә, дунйа нопусиниң тәхминән %10 ниң бу вирус билән йуқумланған болуши мумкинликини көрситип бәрмәктә» деди.

рийан түнүгүн шивейетсарийәниң җәнвә шәһиридә башланған дунйа сәһийә тәшкилати иҗраийә һәйити йиғининиң «ковид -19 гә қарши күрәш» темилиқ мәхсус бөлүмидә сөз қилди.

рийан дунйаниң һәрқайси җайлирида йуқумниң охшимайдиғанлиқини чүшәндүрүп, ковид -19 бемарлириниң шәрқий җәнубий асийа районида өрләватқанлиқини, йавропа вә шәрқий оттура деңиз районида өлүш нисбитиниң көпийишкә башлиғанлиқини ейтти.

рийан йуқумниң ғәрбий тинч окйан вә африқидики вәзийиниң болса һазир техиму иҗабий икәнликини билдүрди.

майк рийан: «буларниң һәммиси дунйа нопусиниң мутләқ көп қисминиң хәтәр астида икәнликидин дерәк бериду. йуқумниң өзгиришни давамлаштуридиғанлиқини билимиз. әмма биз йәнә йуқумниң тарқилишини тохтитиш вә һайат қутқузуш васитилиримизниңму барлиқини билимиз. булар бизниң қолимизда» деди



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر