дәриҗидин ташқири йашашқа болидиған 24 пиланит байқалди

астрономлар қуйаш системисиниң сиртида 24 йошурун «адәттин ташқири йашашқа болидиған» пиланитларни ениқлап чиқти.

1503566
дәриҗидин ташқири йашашқа болидиған 24 пиланит байқалди

түркийә авази радийоси хәвири: «TechExplorist» тор бекитиниң хәвиригә асасланғанда, вашингитон иштатлиқ университетида хизмәт қилидиған астроном дирк шулзе-макуч башчилиқидики гуруппа тәрипидин ениқланған ташқи пиланитлар арисида йәршаридин техиму чоңрақ  вә техиму йашанған һәмдә техиму иссиқ вә техиму нәм  пиланитларни байқиған.

қуйаш системисиниң сиртидики 4500 даңлиқ ташқи пиланет үстидә тәтқиқат елип бериватқан бу гуруппа, қуруқлуқ бөләклири болған пиланетларға игә системиларни тәкшүргән.

уларниң ичидә  24 пиланитниң «дәриҗидин ташқири йашашқа болидиғанлиқи» байқалған.

йашашқа пайдилиқ шараитқа игә бу пиланитлар йәршаридин кәм дегәндә 100 нур йили узақлиқта икән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر