б д т әзәрбәйҗан билән әрменийәни тоқунушларни дәрһал тохтитишқа чақирди

бирләшкән дөләтләр тәшкилати (б д т), тағлиқ қарабағдад хәлқара җәмийәтниң чақириқлириға қаримай тоқунушларниң давамлишиватқан болушини әйиблиди.

1503756
б д т әзәрбәйҗан билән әрменийәни тоқунушларни дәрһал тохтитишқа чақирди

түркийә авази радийоси хәвири: бирләшкән дөләтләр тәшкилати (б д т), тағлиқ қарабағдад хәлқара җәмийәтниң чақириқлириға қаримай тоқунушларниң давамлишиватқан болушини әйибләп, әзәрбәйҗан билән әрменийәгә қаратқан <тоқунушларни дәрһал ахирлаштуруш чақириқи> йәнә бир қетим тәкрарлиди.

б д т баш катипи антонийо гутеррес байанатчиси стефан дуҗарик арқилиқ байанат берип, тоқунушниң күчийип кетиши вә пуқралар олтурақ районлириға қилиниватқан һуҗумлардин әндишә қиливатқанлиқини билдүрди.

тәрәпләрниң хәлқара инсанпәрвәрлик қануни даирисидә пуқралар вә пуқралар ул әслиһәлирини қоғдаш мәҗбурийити барлиқини әскәртип өткән гутеррес, хәлқара җәмийәтниң чақириқиға қаримай тоқунушларниң давамлишиватқан болушини әйиблиди һәмдә әзәрбәйҗан билән әрминийәни тоқунушни дәрһал ахирлаштурушқа чақирди.

киризисни һәрбий васитиләр арқилиқ һәл қилғили болмайдиғанлиқини байан қилған гутеррес, район вә хәлқаралиқ актийорларни тәрәпләр үстидики нопузини ишқа селип, тоқунушларға дәрһал хатимә беришкә вә йавропа хәвпсизлик вә һәмкарлиқ тәшкилати минсики гурупписиниң тәң һоқуқлуқ башлиқлириниң назарити астида сөһбәт өткүзүшкә башламчилиқ қилишқа чақирди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر