русийә әзәрбәйҗан билән әрменийәгә москвада учришиш тәклипини сунди

русийә әзәрбәйҗан билән әрменийәгә пайтәхт москвада бир  йәргә җәм болуш тәклипини сунди.

1500932
русийә әзәрбәйҗан билән әрменийәгә москвада учришиш тәклипини сунди

түркийә авази радийоси хәвири: русийә ташқи ишлар министирлиқиниң билдүрүшичә, дипломатийә министири сергей лавров, әзәрбәйҗан ташқи ишлар министири җәйһун байрамов вә әрменийә дипломатийә министири зоһраб мнатсаканйан билән телефонда көрүшкән.

тағлиқ қарабағниң вәзийити, уруш тохтитиш, сүркилишни азайтиш, иғвагәрлик вә уруш қутратқулиқидиин сақлиниш қатарлиқ мәсилиләр һәққидә музакирә елип берилған телефон сөһбитидә, лаворв,  русийәниң әзәрбәйҗан билән әрменийә оттурисида давамлишиватқан тоқунушларға алақидар әндишилирини оттуриға қойған, һәмдә тәрәпләрниң музакирә басқучини қайтидин башлитилиши лазимлиқини тәкитлигән.

русийәниң тағлиқ қарабағ киризисини һәл қилиш мәсилисидә мурәссәчилик тәшәббуслирини давамлаштуридиғанлиқи әскәртилгән телефон сөһбитидә, москвада әзәрбәйҗан, әрменийә вә русийә ташқи ишлар министирлириниң учришишиниму өз ичигә алған тегишлик учур – алақиләрни орнитиш тәклипи сунулған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر