әрменийә «уруш һалити» елан қилди

әрменийә һөкүмити тағлиқ қарабағ вәзийити сәвәбидин, «уруш һалити» вә «омумий сәпәрвәрлик» елан қилди.

1498115
әрменийә «уруш һалити» елан қилди

түркийә авази радийоси хәвири: әрменийә баш министири никол пашинйан, аммиви ортақлишиш тор бетидики сәһиписидә, әзәрбәйҗан билән әрминийә оттурисидики тоқунушлар һәққидә елан қилған байанатида, әзәрбәйҗанниң тағлиқ қарабағ тәрәптин һуҗум қозғиғанлиқини илгири сүрүп: «һазир вәзийәттә наһайити тез өзгириш болуватиду, зөрүр тепилғанда, мәлумат берилиду» деди.

 әрменийә һөкүмитиниң тағлиқ қарабағниң вәзийити сәвәбидин бу дөләттә «уруш һалити» вә «омумий сәпәрвәрлик» ни елан қилғанғанлиқини ейтқан пашинйан,  бу мәсилә тоғрулуқ  хәвпсизлик кеңишиниң йиғин чақирғанлиқини қәйт қилди.

йәнә бир тәрәптин, росийә ташқи ишлар министири сергей лавров, әрменийә ташқи ишлар министири зоһраб мнатсаканйан билән телефонда көрүшти.

росийә ташқи ишлар министирлиқиниң бу һәқтә елан қилған байанатида, телефон сөһбитидә,  тағлиқ қарабағ райониниң вәзийити һәққидә музакирә елип берилғанлиқи әскәртилип мундақ дейилди: «лавров, уруш линийәсидә давамлишиватқан кәң көләмлик тоқунушлар, тоқунушларда қаза қилғанлар вә йариланғанларниң барлиқиға алақидар хәвәрләрниң тарқилишидин толиму әндишилик икәнликлирини әскәртиш билән бир вақитта, әң қисқа вақит ичидә уруш тохтитишниң зөрүрлүкини тәкитлиди.»

байанатта йәнә, росийәниң йавропа бихәтәрлик вә һәмкарлиқ тәшкилати минсик гурупписиниң башқа әзалири билән бирликтә, вәзийәтни муқимлаштуруш үчүн, икик тәрәпни мурәссәләштүрүшни ишқа ашуруш хизмитини давамлаштуридиғанлиқи оттуриға қойулди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر