әрменийә т р т вә анадолу агентлиқи әтрәтлирини нишан қилди

әрменийә армийәси әзәрбәйҗанға қаратқан һуҗумлири әснасида районда вәзәпә өтәватқан «‹ TRT Haber› қанили» вә «анадолу агентлиқи» әтрәтлирииниму һуҗум нишани қилди.

1498084
әрменийә т р т вә анадолу агентлиқи әтрәтлирини нишан қилди

түркийә авази радийоси хәвири: әзәрбәйҗан дөләт мудапиә министирлиқиниң билдүрүшичә, әрменийә армийәси шу җай вақти әтигән саәт 6 әтрапида алдинқи сәп линийәсини бойлап, кәң көләмлик иғвагәрчлик қилип, әзәрбәйҗан армийәсиниң һәрбий нуқтилири вә пуқрави олтурақ районлирини топқа тутқан.

һуҗумларни сүрәткә елиш үчүн уруш линийәсигә кәткән хәвәрчиләр вәзәпә өтәватқан районда, аввал һавада икки учқучисиз һава аппарати көрүлгән.

андин хәвәрчиләр туруватқан җай нишан қилинип, әрменийә тәрипидин минамийот етилишқа башлиған. көп қетим етилған топ оқлири хәвәрчиләрниң 100 метир  нерисиға чүшкән. өзлирини мулазимәт аптомобилиниң арқисиға атқан хәвәрчиләр, һуҗумдин ахирқи пәйттә қутулуп қалған.

вәзипә өтишигә йол қойулмиған әтрәтләр, минамийот етиливатқанда бу җайдин йирақлишишқа мәҗбур болған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر