рәсуләйндә йүз бәргән  аптомобил бомба һуҗуми җанға замин болди

сүрийәниң шималидики рәсуләйн наһийәсидә йүз бәргән аптомобил бомба һуҗумида 6 пуқра һайатидин айрилди.

1497919
рәсуләйндә йүз бәргән  аптомобил бомба һуҗуми җанға замин болди

түркийә авази радийоси хәвири: шанлиурфа вилайитиниң җәйланпинар наһийәсиниң удулидики сүрийә терротерийәсигә җайлашқан рәсуләйн наһийәси мәркизидә бөлгүнчи йүз бәргән аптомобил бомба һуҗумида, бири бала болуп,  6 пуқра җенидин айрилди, 3 пуқра йариланди.

рәсуләйндә икки күн илгириму арқимуарқа террорлуқ һуҗумлири йүз берип, икки пуқра қаза қилған, 11 пуқра йариланғаниди.

һуҗумниң келип чиқиш сәвәбини тәкшүрүшкә башлиған йәрлик хәвпсизлик күчлириниң қаришичә, һуҗумниң бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати й п г/ п к к тәрипидин елип берилған болуш еһтималлиқи йуқири икән.

рәсуләйн наһийәси мәркизи, 2019 – йили 12 – өктәбир күни, түркийә армийәсиниң «<тинчлиқ булиқи> һәрбий һәрикити» арқилиқ терроризмдин тазиланғаниди.

игилинишичә, й п г /п к к ишғалийитини давамлаштуруватқан әйн иса вә тәләмир районлиридин пат – пат рәсуләйн вә тәләбйадтики пуқрави олтурақ районлириға һуҗум қилидикән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر