трамп: бу әхмәқниң сөзигә киргән болсам, һазир 5 - дунйа урушини қиливатқан болаттуқ

америка пирезиденти доналд трамп, сабиқ дөләт бихәтәрлик мәслиһәтчиси җон болтонни көздә туттқан һалда, «әгәр мән бу әхмәқниң сөзигә киргән болсам, биз һазир 5- дунйа урушини қиливатқан болаттуқ» деди.

1495082
трамп: бу әхмәқниң сөзигә киргән болсам, һазир 5 - дунйа урушини қиливатқан болаттуқ

түркийә авази радийоси хәвири: америка пирезиденти доналд трамп, 3- нойабирдики пирезидентлиқ сайлиминиң ачқучлуқ иштатлириниң бири болған охайио иштатиниң дайтон шәһиридә сайлиғучилириға хитаб қилди.

пирезидент трамп, ақсарайниң сабиқ дөләт бихәтәрлик ишлири мәслиһәтчиси җон болтонни қаттиқ тәнқид қилип, «әгәр мән бу әхмәқниң сөзигә киргән болсам, биз һазир 5- дунйа урушини қиливатқан болаттуқ» деди.

у, 3 – нойабирдики пирезидентлиқ сайлиминиң дөләт тарихи нуқтисидин муһим икәнликигә ишарәт қилип, демократлар партийәсиниң кандидати җо байдин тоғрисида «әгәр байдин ғәлибә қилса , мән тарихтики әң начар кандидат алдида сайламда йеңилип қалған болимән» деди.

трамп байденни тәнқид қилишни давамлаштуруп, «байдин өзгәрмәс йәр шарилишишчи , силәр йәр шарилишишчиларниң сәпниң сиртида қалғанлиқини биләмсиләр?  улар бу дөләтни вәйран қилғаниди» дегәнләрни қәйт қилди.

өзи һакимийәт йүргүзгән мәзгилдә дөләтниң һәрбий иқтидариниң ашурулғанлиқини тәкитлигән трамп, «һазир F-35 типлиқ айропиланлиримиз бар. улар мәхпий болуп, силәр уларни көрәлмәйсиләр» дегәнләрни сөзлиригә илавә қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر