б д т ниң қурулуш йиғинида, ислаһат садалири йаңриди

германийә баш министири ангела меркел, малайшийа баш министири вә қатар әмири қатарлиқ рәһбәрләр б д т хәвпсизлик кеңишидә ислаһатни чақириқ қилди.

1495211
б д т ниң қурулуш йиғинида, ислаһат садалири йаңриди

түркийә авази радийоси хәвири: германийә баш министири ангела меркел б д т қурулғанлиқиниң 75-йиллиқи мунасивити билән елан қилған видеолуқ чақириқида, 21-әсирниң дунйави қийинчилиқлирини йиңиш үчүн б д т ниң техиму тәрәққий қилиши керәкликини тәкитләп: «б д т хәвпсизлик кеңиши ениқ қарар елиш керәк болғанда, көп тосқунлуққа учрайду. биз ислаһатқа еһтийаҗлиқ» деди.

у германийәниң кеңәйтилгән хәвпсизлик кеңишидә үстигә мәсулийәт елишқа мәмнунлуқ билән тәййар икәнликини билдүрүп, б д т ниң пәқәт әзалири охшаш пикиргә кәлгән әһвалдила йахши болидиғанлиқини ейтти.

у бәзи дөләтләрниң өз мәнпәәтлирини көзләп һәрикәт қилишиниң, б д т ни ғайисидин арқида қалдурғанлиқини әскәртип: «өз алдиға техиму йахши болиду дәп ойлайдиғанлар хаталишиватиду. параванлиқимиз вә дәртлиримиз бөлүнүп кәткән әһвалда турмақта. биз бир дунйада йашаймиз» деди.

малайшийа баш министири муһйиддин йасинму ислаһатни чақириқ қилди.

б д т қурулғанлиқиниң 75-йиллиқи мунасивити билән өткүзүлгән йуқири дәриҗилик рәһбәрләр йиғиниға видео әвәткән баш министир муһйиддин йасин, сөзини б д т 75-нөвәтлик омумий кеңишиниң башлиқлиқиға тәйинләнгән волкан бозқирни тәбрикләш билән башлиди.

у б д т ниң кишилик һоқуқни қоғдаш үчүн бүгүнгичә имзаланған келишимләр үстидә алаһидә тохтилип: «наһайити әпсуски йеқинқи йилларда бәзи дөләтләрниң келишимләрни нәзәргә алмайватқанлиқиға гуваһ болутимиз. уларниң бу хил позитсийәләрдин ваз кечишини үмид қилимиз» деди.

у б д т ниң кишиләрни урушниң балайи-апәтлиридин қутқузушта мувәппәқийәтсиз болғанлиқини әскәртип, һазирғичә һәл қилинмиған уруш вә ички тоқунушларниң нурғун кишиләргә зийанкәшлик қилғанлиқини билдрүди. у мундақ деди:

«б д т бу мәсилидә илгириләш һасил қилиши керәк. буниң үчүн тәшкилат ислаһат қилиниши шәрт.»

у дунйаниң б д т ға бурунқидин техиму еһтийаҗлиқ икәнликини тәкитләп, мундақ деди:

«буниң үчүн, б д т техиму йахши қурулмиға игә болуши вә сийасий рамкидила әмәс, бәлки әза дөләтләрниң дунйадики мәсилиләрниң һәл қилинишиға изчил йардәм қилиши арқилиқ капаләткә игә қилиниши керәк.»

қатар әмири шәйх тәмим бин һамад әлсани б д т хәвпсизлик кеңишидә, дунйа хәлқиниң вәкили болуш мәсилисидә вә қарарларниң иҗра қилинишидики механизмларда ислаһат елип беришни чақириқ қилди.

шәйх тәмим бин һамад әлсани б д т хәвпсизлик кеңишиниң даимий әзаси бәш дөләтниң бириниң қарари билән, елиниши керәк болған хәвпсизлик қарарлириниң муәлләқтә қалидиғанлиқини билдүрүп, буни өзгәртиш үчүн б д т хәвпсизлик кеңишиниң ички низамнамисини ислаһ қилишни чақириқ қилди.

у қарарларниң иҗра қилинишида қош өлчәмдин йирақ турушниң әһмийитини тәкитләп: «б д т һазирму пиринсиплирини әза дөләтләргә қобул қилдуруш механизимлирини тепишта аҗиз әһвалда турмақта. һазирму дунйаниң охшимиған җайлирида вә һайатимизниң охшимиған саһәлиридә күчниң һоқуқи, һәқ-адаләтниң күчидин үстүн болмақта» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر