дунйада җенидин айрилғанлар сани 1 милйонға йеқинлашти

дунйада вухән вируси(Kovid-19) сәвәбидин җенидин айрилғанларниң сани 965 миң 190 дин, йуқумланғанлар сани 31 милйон 253 миңдин вә саламәтлики йахшиланғанларниң сани 22 милйон 838 миңдин ашти.

1494337
дунйада җенидин айрилғанлар сани 1 милйонға йеқинлашти

түркийә авази радийоси хәвири: латин америка қитәсидә вухән вирусиниң әң еғир тәсиригә учриған биразилйәдә, вухән вируси сәвәбидин җенидин айрилғанлар сани 136 миң 895 кә, йуқумланғанлар сани бир күндә 16 миң 389 ешип 4 милйон 544 миң 629 ға чиқти.

мексикада йеқинқи бир күндә вухән вируси сәвәбидин җенидин айрилғанлар 235 киши ешип 73 миң 493 кә, йуқумланғанлар сани 3 миң 542 киши ешип 697 миң 663 кә чиқти.

фирансийәдә йеқинқи 24 саәттә вухән вируси сәвәбидин 12 киши җенидин айрилди. буниң билән, вухән вируси сәвәбидин җәмий җенидин айрилғанлар сани 31 миң 585 кә чиқти. охшаш вақитта, 10 миң 569 киши йуқумлинип, җәмий сан 453 миң 763 кә чиқти.

асийа қитәсидә вухән вирусиниң әң еғир тәсиригә учриған һиндистанда, йеқинқи 24 саәттә 1 миң 157 киши вирус сәвәбидин җенидин айрилди. буниң билән, вухән вируси сәвәбидин җенидин айрилғанларниң җәмий сани 87 миң 909 ға чиқти. охшаш вақитта, 86 миң 961 киши йуқумланди вә җәмий сан 5 милйон 487 миң 580 гә чиқти.

һиндистанда сайаһәтчиләр әң көп келидиған җайлардин бири болған вә вирус сәвәбидин тақалған таҗ махал сарийи, аридин алтә ай өткәндин кейин ечилди. йуқум мәзгилидин бурун күнлүк зийарәтчи сани 70 миң болған сарай, бу мәзгилдә күнлүки 5 миң зийарәтчи қобул қилиду.

вухән вируси сәвәбидин 19 миң 489 киши җенидин айрилған русийәдә, бир күндә 6 миң 196 кишидә вухән вируси байқалди. буниң билән, вухән вируси билән йуқумланғанларниң җәмий сани 1 милйон 109 миң 595 кә чиқти.

ирақта йеқинқи 24 саәттә вухән вируси сәвәбидин җенидин айрилғанлар сани 64 киши ешип 8 миң 555 кә чиқти. йуқумланғанлар сани 3 миң 438 киши ешип 319 миң 35 кә чиқти.

йеқинқи 24 саәттә 297 киши җенидин айрилған ливанда, күнлүк йуқум сани тунҗи қетим 1 миң үстигә чиқти. бир күндә 1 миң 6 киши вухән вируси билән йуқумланған бу дөләттә, җәмий йуқум сани 29 миң 303 кә чиқти.

африқа қитәсидә вухән вируси сәвәбидин җенидин айрилғанлар сани 34 миң 8 гә, җәмий йуқумланғанлар сани 1 милйон 413 миң 416 гә чиқти.

җәнубий африқа җумһурийитидә вухән вируси сәвәбидин 15  миң 953 киши җенидин айрилди, 661 миң 211 киши йуқумланди. мисирда 5 миң 770 киши җенидин айрилди, 102 миң 15 киши йуқумланди вә алҗирийәдә 1 миң 830 киши җенидин айрилди, 101 миң 743 киши йуқумланди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر