қатарға натоға әза болмиған иттипақдашлиқ салаһийити берилиду

америка қошма иштатлириниң қатарға чәт әл дөләтлиригә мудапиә содиси вә бихәтәрлик һәмкарлиқида мәнпәт йәткүзүлидиған «натоға әза болмиған иттипақдашлиқ салаһийити» беришни пилалаватқанлиқи билдүрүлди.

1493043
қатарға натоға әза болмиған иттипақдашлиқ салаһийити берилиду

түркийә авази радийоси хәвири: америка қошма иштатлири ташқи ишлар министирлиқиниң әрәб қолтуқи ишлириға мәсул муавин дипломатийә министири вәкили тимоти лендеркиң, син арқилиқ бу һәқтә елан қилған байанатида, қатарниң парис қолтуқи районида америка қошма иштатлири үчүн муһим иттипақдашлардин бири икәнликини әскәртиш билән бир вақитта, иқтисадий һәмкарлиқтин сирт йәнә, оттура шәрқтики әң чоң америка һәрбий базисиғиму саһибханилиқ қиливатқанлиқини тәкитлиди.

шималий атлантик әһди тәшкилатиға әза болмиған муһим иттипақдашлиқ салаһийити, америка қошма иштатлиридин һәрбий әслиһәләр  сетивелиш вә тәлим - тәрбийә елиш пурсиитигә еришиштин сирт йәнә, запас материйаллар, тез сүрәтлик арқа сәп хизмити вә технологийәгә еришиш имканийитигә ериштүриду.

игилинишичә, әрәб дөләтлиридин бәһрәйн билән кувәйтниму өз ичигә алған 17 дөләт, шималий атлантик әһди тәшкилатиға әза болмиған муһим иттипақдашлиқ салаһийитигә игә икән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر