шиветсийәлик ашқун сийасәтчи қуран кәримниң көйдүрүлүшигә қарши икәнликини билдүрди

җиммий акессон, дөлитидики қуран кәримни көйдүрүш иғвагәрчиликини пәйда қилған данийәлик ашқун оңчил «қаттиқ йөнилиш» партийәси әзалирини тәнқид қилди.

1492265
шиветсийәлик ашқун сийасәтчи қуран кәримниң көйдүрүлүшигә қарши икәнликини билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: көчмәнләргә қарши пикир вә паалийәтлири билән тонулған шиветсийәлик ашқун оңчил демократлар партийәсиниң рәһбири җиммий акессон, дөлитидики қуран кәримни көйдүрүш иғвагәрчиликини пәйда қилған данийәлик ашқун оңчил «қаттиқ йөнилиш» партийәси әзалирини тәнқид қилди.

акессон, «Expressen» гезитиниң зийаритини қобул қилғанда, пайтәхт ситокһолм вә малмодики қуран кәримни көйдүрүш қилмиши тоғрисида тохтилип «бу һәқиқәтәнму зөрүрийити йоқ бир қилмиш иди» деди.

қуранниң көйдүрүлүшигә һесдашлиқ қилалмайдиғанлиқини әскәрткән акессон, «шиветсийәдә бундақ һәрикәтләрни қилиш үчүн намайиш өткүзүш һоқуқи бар. бизниң бу намайиш һоқуқини қоғдишимиз наһайити муһим. мән қуранниң көйдүрүлүшигә һесдашлиқ қилалмаймән. бу һәқиқәтән зөрүрийити йоқ бир қилмиш иди. әмма мән, буниң малмода қутуплишишни кәлтүрүп чиқирип, қалаймиқанчилиқ пәйда қилишиғиму қаршимән» деди.

данийәдин шиветсийәниң малмо шәһиригә барған «қаттиқ йөнилиш» партийәси рәһбири расмус палуданниң қоллиғучилири, алдинқи айда сақчиларниң рухсәт қилмиған болушиға қаримай, қуранни көйдүргәниди. буниңға қарши намайиш өткүзгүчиләрму йолларни тосувелип, аптомобилларниң камерлирини көйдүргәниди.

өткән һәптә йәнә палуданниң қоллиғучилири стокһолимниң мусулманлар топлишип олтурақлашқан ринкеби районида қуран кәримни йошурун һалда көйдүрүп, көрүнүшлирини иҗтимаий алақә торида һәмбәһирлигәниди.

икки йил бойичә шиветсийәгә кириши чәкләнгән палудан, икки һәптә илгири шиветсийәдә қуран кәримни көйдүрүш паалийәтлирини давамлаштуруш үчүн пуқралиқ илтмаси сунғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر