бәшшәр әсәд һакимийити исраилийәниң һәләбни бомбардиман қилғанлиқини илгири сүрди

бәшшәр әсәд һакимийити исраилийәгә аит уруш айропиланлириниң сүрийәниң шималидики һәләбни бомбардиман қилғанлиқини илгири сүрди.

1488921
бәшшәр әсәд һакимийити исраилийәниң һәләбни бомбардиман қилғанлиқини илгири сүрди

түркийә авази радийоси хәвири: бәшшәр әсәд һакимийитиниң агентлиқи (SANA) ниң хәвиридә, исраилийәгә аит уруш айропиланлириниң түнүгүн йерим кечидә сүрийәниң шималидики һәләб вилайитиниң әтрапидики нуқтиларни бомбардиман қилғанлиқи илгири сүрүлүп мундақ дейилди: «һава мудапиә системилиримиз тәрипидин ракетамийотларниң көпинчиси пачақлап ташланди.»

хәвәрдә, өлүм вә маддий зийан һадисиси көрүлүп көрүлмигәнлики һәққидә мәлумат берилмиди.

исраилийә даирилири тәрипидин бу һәқтә техичә һечқандақ байанат елан қилинмиди.

сүрийәниң шималидики һәләб вилайитиниң мәркизи вә әтрапидики районларда сүрийә армийәсидин сирт йәнә, иран инқилабий муһапизәтчиләр армийәсиниң контроллуқи астидики террорчи гуруппилар, болупму ливандики һизбуллаһ унсурлириниң барлиқи билинмәктә.

исраилийә, ички уруш башланған 2011 – йилидин буйан, сүрийәдә пат – пат иран қоллаватқан гуруппилар вә бәшшәр әсәд һакимийитигә аит нуқтиларға һуҗум қилмақта.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر