гиретсийәдә кәлгүлүк, йәнә панаһланғучиларниң бешиға кәлди

гиретсийәниң лесбос арилидики морийа панаһланғучилар лагерида от апити йүз бәрди

1487447
гиретсийәдә кәлгүлүк, йәнә панаһланғучиларниң бешиға кәлди

түркийә авази радийоси хәвири: гиретсийә рәсмий хәвәр агентлиқи «ANA» ниң билдүришичә, йерим кечидин кейин морийа лагериниң охшимиған җайлирида от апити йүз бәргән.

районға нурғун сақчи вә от өчүрүш хадимлири әвәтилгән, от апитидә дәсләпки ениқлашларға асасланғанда, адәм өлүш йаки йарилиниш вәқәси йүз бәрмигән.

 

алақидар тамақлар панаһланғучиларниң бихәтәр җайларға тарқақлаштурулғанлиқини вә бир қисим панаһланғучиларниң лесбос шәһәр мәркизигә қарап кетиватқанлиқини билдүрди.

лагер алдинқи һәптә 35 кишидә вухән вируси байқалғандин кейин карантинаға елинған иди.

морийа лагерида тәхминән 12 миң 500 панаһланғучиниң барлиқи мәлум.

хәлқара инсанпәрвәрлик тәшкилатлири лагердики адәм зичлиқи вә инсанийәткә зит начар турмуш шараитлири тәрәпкә һәмминиң диққитини тартип, лагерда иҗтимаий арилиқ  сақлаш вә асасий тазилиқ шараити йаритишниң мумкин әмәслики һәққидә  агаһландуруш елан қилған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر