һәниййә: «пәләстиндә бир миллий иттипақлиқ һөкүмити қурулиши лазим»

һамас сийасий беуросиниң башлиқи исмаил һәниййә пәләстиндә бир миллий иттипақлиқ һөкүмити қурулиши керәклики һәққидә  чақириқ елан қилди.

1486153
һәниййә: «пәләстиндә бир миллий иттипақлиқ һөкүмити қурулиши лазим»

түркийә авази радийоси хәвири: ливанниң пайтәхти бейруттин пәләстин дөләт телевизийә истансисиниң зийаритини қобул қилған һәниййә, «ийордан дәрйасиниң ғәрбий қирғиқи вә ғәззә районидики бир миллий иттипақлиқ һөкүмити, пәләстиндики бөлүнүшни ахирлаштурушниң муқәддимиси болалайдиған үч вәзипини үстигә алиду» деди.

һәниййә қурулуши керәклики һәққидә чақириқта болған һөкүмәтниң вәзиписини чүшәндүрүп, ийордан дәрйасиниң ғәрбий қирғиқи вә ғәззәдә пәләстин һөкүмити органлирини бирликкә кәлтүрүш, қанун чиқириш, пирезидент вә дөләт парламенти сайламлириға тәййарлиқ қилиш, ғәззәдики қамални ахирлаштуруш вә ийордан дәрйасиниң ғәрбий қирғиқидики ишғалийәт пиланлириға қарши туруш вәзиписи өтәйдиғанлиқини ейтти.

һәниййә бөлүнүшни қандақ түгитиш үстидә хизмәт қилидиған бир комитетниң рамаллаһ вә бейрутта пәләстин гуруппилириниң рәһбәрлири оттурисида өткүзүлгән учришишларни орунлаштурудиғанлиқини билдүрди.

һәниййә пәләстин хәлқиниң қуддусни қоғдиши үчүн үммәтниң алдинқи сепидә туриватқанлиқини, бу шәһәрни пәләстин, әрәб, ислам, хиристийан вә инсанийлиқтин айриветиш пиланлиниватқанлиқини  әскәртип, «қуддус мәсилиси асаслиқ мәсилидур, арзу қилинған нәрсә пиланға қарши туруштур» деди.

һәниййә пәләстинликләрниң қайтиш һоқуқиниң америка вә исраилийәниң зораванлиқи билән сийасий қирғинчилиққа учриғанлиқини тилға елип, «бәзи кишиләр башқа вәтән вә көчүш мәсилилирини тилға елишмақта» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر