американиң афғанистан алаһидә вәкили залмай хәлилзад афғанистан мәсилиси үчүн доһаға маңди

американиң афғанистанда турушлуқ алаһидә вәкили залмай хәлилзад һәр қайси тәрәпләр оттурисидики музакирә мусаписини балдуррақ башлаш тиришчанлиқини илгиритлитиш үчүн қатарниң пайтәхти доһаға маңди.

1485595
американиң афғанистан алаһидә вәкили залмай хәлилзад афғанистан мәсилиси үчүн доһаға маңди

түркийә авази радийоси хәвириамерика ташқи ислар министирлиқи елан қилған байанатта, залмай хәлилзадниң җүмә күни доһаға барғанлиқи билдүрүлүп, «хәлилзад американиң афғанистанлиқ тәрәпләр оттурисидики музакириләрни балдуррақ башлаш тиришчанлиқини илгирилитиш үчүн қатарда зийарәттә болиду» дейилди.

афғанистан хәлқиниң тоқунушларни сиҗил азайтидиған вә урушни ахирлаштуридиған бир сийасий һәл қилиш чарисиға тәййар икәнлики тәкитләнгән байанатта йәнә, «афғанистан рәһбәрлири тинчлиқ үчүн бу тарихий әһмийәткә игә пурсәтни қолдин берип қоймаслиқи керәк. һәр қайси тәрәпләр музакириниң башлинишиға тосалғу болуватқан амилларни түгүтүш үчүн муһим қәдәмләрни ташлиши лазим. һазир хизмәткә мәркәзлишидиған пәйт кәлди» дейилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر