руһани: ақсарайниң пилан вә суйиқәстлири әмәлгә ашмиди

иран президенти һәсән руһани америка қошма иштатлириниң теһранға қарши пиланлири вә суйиқәстлириниң йүздәйүз мәғлуб болғанлиқини ейтти.

1484264
руһани: ақсарайниң пилан вә суйиқәстлири әмәлгә ашмиди

түркийә авази радийоси хәвири: руһани, иранниң кирманшаһ, шәрқий әзәрбәйҗан вә әрдәбил өлкилиридә видео конферанс васитиси арқилиқ ишқа ашурулған електир, дамба вә қуйаш енергийәси лайиһәлирини ишқа кириштүрүш мурасимида  қилған сөзидә, американиң ембарголириға қаримай ишқа ашурулған лайиһәләрниң, тиркишишниң намайәндиси икәнликини тәкитләп мундақ деди: «ақсарайниң иранни тиз пүктүрүш нишан қилинған пилан һәм суйиқәстлириниң йүздәйүз мәғлуб болғанлиқини кәскин һалда пүткүл җаһанға җакарлийалаймиз. дәрвәқә, ақсарайниң пилан һәм суйиқәстлири наһайити чоң истиратегийәлик хаталиқ иди.»

у, гәрчә америка қошма иштатлириниң ембарголириниң хәлққә нисбәтән бесим пәйда қилған болсиму, лекин, иранниң алға илгирилишигә тосалғу болалмиғанлиқиниму сөзлиригә илавә қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر