помпейо ираққа 200 милйон доллар йардәм қилишқа вәдә бәргәнликини ейтти

ирақ ташқи ишлар министири фуад һүсәйин американиң пайтәхти вашингтонда ташқи ишлар министири майк помпейо билән көрүшкәндин кейин, бирләшмә ахбарат елан қилиш йиғини өткүзди.

1476816
помпейо ираққа 200 милйон доллар йардәм қилишқа вәдә бәргәнликини ейтти

түркийә авази радийоси хәвири: фуад һүсәйин енергийә, сәһийә вә мәдәнийәт саһәсидә америка билән сөһбәтләрниң давамлишишиниң  муһимлиқини тәкитләп, «биз америка билән һәр қайси саһәләрдә ортақ килишимнамә имзалаймиз. америка ирақниң достидур. террорлуққа қаршикүрәштә бағдат билән вашингтон охшаш сәптә турмақта» деди.

фуад һүсәйин қошна дөләтләр билән ирақниң ички ишлириға арилашмаслиқ даирисидә, йахши мунасивәт орнитишни  халайдиғанлиқини ейтти.

ташқи ишлар министири помпейому: «биз ирақ һөкүмитиниң муддәтттин бурун сайлам өткүзүшини қоллаймиз. ираққа 200 милйон доллар йардәм қилишқа вәдә бәрдуқ. биз чирикликтин халий бир ирақни үмид қилимиз» диди.

ирақ баш министири мустапа әлказими алдинқи күни йуқири дәриҗилик һәйәт билән вашингитонға йетип барған вә  америка президенти доналд трамп билән көрүшкән иди.


خەتكۈچ: #ирақ , #помпейо

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر