сүрийәдә рус генерал майор өлди

сүрийәдә партлатқучниң партлиши нәтиҗисидә рус генерал майор өлди, икки һәрбий мутәхәссис йариланди.

1475520
сүрийәдә рус генерал майор өлди

түркийә авази радийоси хәвири: русийә дөләт мудапиә министирлиқи тәрипидин бу һәқтә елан қилинған йазма байанатта, рус һәрбий аптомобил әтрити сүрийәниң дирәззур вилайитидин қайтиватқанда йол четигә көмүп қойулған партлатқучниң партлиғанлиқи, партлаш сәвәбидин 3 һәрбий мутәхәссисниң йариланғанлиқи әскәртилип мундақ дейилди: «партлашта еғир йариланған генерал майор  унваниға игә бир һәрбий мутәхәссис һайатидин айрилди.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر