беларусийәдә лукашенкоға болған наразилиқ давамлашмақта

беларусийәдә ениқ болмиған пирезидентлиқ сайлими нәтиҗилиригә көрә, александир лукашенкониң ғәлибә қилғанлиқиға наразилиқ билдүрүп өткүзүлгән намайишлар төтинчи күнини ахирлаштурди.

1472355
беларусийәдә лукашенкоға болған наразилиқ давамлашмақта

түркийә авази радийоси хәвири: беларусийә пайтәхти минскни өз ичигә алған охшимиған шәһәрләрдики наразилиқ һәрикәтлиридә, айаллар сақчиларниң қаттиқ тосқунлуқлириға қаримастин чечәкләр билән зәнҗир йапрақ намайиши тәшкиллиди.

минсик шәһиридики бәзи коча, метро бекәтлири вә сода мәркәзлири бихәтәрлик сәвәб көрситилип тақалди.

хәвпсизлик тармақлири шәһәрниң нурғунлиған җайлирида қаттиқ бихәтәрлик тәдбирлирини йолға қойди. бәзи намайишчилар кочиларда қатнашни тости. пат-пат сақчилар билән намайишчилар оттурисида сүркилишләр йүз бәрди вә бәзи намайишчилар тутулди.

«1-беларусийә» қанили намайишларда «иғвагәрлик қилғанлиқи» илгири сүрүлгән вә тутулған русийәликләр һәмдә украиналиқлар көрситилди.

ички ишлар министирлиқиниң байанатчиси олга чемоданова (Olga Çemodanova) намайишларда тәхминән 700 кишиниң тутулғанлиқини билдүрди.

у: «рухсәтсиз қилинған намайишларға қатнашқанлиқи үчүн тәхминән 700 киши тутулди. намайишлар кәң көләмлик характерини йоқатт, әмма хәвпсизлик тармақлириға һуҗум қилиш сәвийәди һазирму йуқири. 9-13авғуст күнлиридә кишиләрниң қанунға хилап намайишлири нәтиҗисидә 103 сақчи йариланди. 28 нәпири дохтурханиларда давалиниватиду» деди.

беларусийәдә йәкшәнбә (2020-йили 9-авғуст) өткүзүлгән пирезидентлиқ сайлимида, рәсмий болмиған нәтиҗиләргә көрә һазирқи пирезидент александир лукашенко %80 авазға еришип алдинқи орунда турған иди.   


خەتكۈچ: #минск

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر