русийәдин түркийәгә айропилан сәпәрлири башланди

русийәдин түркийәгә «вухән вируси» сәвәбидин йохтитип қойулған айропилан сәпәрлири башланди.

1465392
русийәдин түркийәгә айропилан сәпәрлири башланди

түркийә авази радийоси хәвири: русийәниң пайтәхти москвадики внуково айродурумиға барған йолучилар, түркийә һава йоллири ширкитиниң айропиланиға олтуруш үчүн рәсмийәтлирини беҗирди.

көпинчиси русийә пуқралиридин тәшкил тапқан йолучиларниң бир қисми, истанбул арқилиқ анталйаға берип, дәм елишни пиланлаватқанлиқлирини ейтти.

әтигән тәрәпләрдә түркийә һава йоллири ширкитиниң айропиланиға олтуруп истанбулға кәлгән вә көпинчиси маска тақиған йолучилар термал камералар арқилиқ бәдән температуриси контрол қилинғандин кейин, нәрсә – керәклирини елип, айродурумдин айрилди.

түркийә – русийә оттурисидики айропилан сәпәрлири, «вухән вируси» сәвәбидин март ейида тохтитилғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر