америка ливийәниң земин пүтүнлүкигә һөрмәт қилидиғанлиқини билдүрди

америка қошма иштатлириниң траблус әлчиханисиниң мәслиһәтчиси җоша һаррис ливийәниң игилик һоқуқи вә земин пүтүнлүкигә һөрмәт қилидиғанлиқлирини билдүрди.

1463205
америка ливийәниң земин пүтүнлүкигә һөрмәт қилидиғанлиқини билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: америка қошма иштатлириниң аммиви ортақлишиш тор бети Facebook сәһиписидә елан қилинған байанатқа асасланғанда, һаррис, мисратә шәһирини зийарәт қилиши әснасида, ливийә муавин баш министири әһмәд муәйтик вә ички ишлар министири фәтһи башаға билән бир йәргә җәм болған.

зийарәтниң сиртә вә җуфра сүркилишиниң техиму әвҗ елип кетишиниң алдини елиш вә енергийә саһәсини қайтидин җанландуруш үчүн ливийә даирилири билән кеңишиш мәқситидә ишқа ашурулғанлиқини әскәрткән һаррис, америка қошма иштатлириниң ливийәниң игилик һоқуқи вә земин пүтүнлүкигә һөрмәт қилидиғанлиқини, чәт әл күчлири билән йалланма әскәрләрниң дөләтни тәрк етиши лазимлиқини тәкитлигән.

у йәнә, америка қошма иштатлириниң ливийә һөкүмитигә қарашлиқ мисратә күчлириниң терроризмға қарши күрәшкә қошуватқан һәссисигә йуқири бара беридиғанлиқиниму сөзлиригә илавә қилған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر