ким җоңун шималий корейәниң йадролуқ қоралға игә бир дөләт икәнликини җакарлиди

шималий корейә рәһбири ким җоңун дөлитиниң күчлүк бесимлар, һәрбий тәһдитләр вә һәйвә қилишларға қарши өзини толуқ вә қәтий қоғдийалайдиған бир дөләт икәнликини  билдүрди.

1463264
ким җоңун шималий корейәниң йадролуқ қоралға игә бир дөләт икәнликини җакарлиди

түркийә авази радийоси хәвири: шималий корейә мәркизи ахбарат агентлиқи (KCNA)  ниң хәвиригә асасланғанда, ким җоңун 1950 – йилидин 1953 – йилиғичә болған мәзгилләрдики шималий корейә урушиниң хатирә күнидә уруш пешқәдәмлири үчүн үчүн өткүзүлгән мәмликәтлик мурасимда сөз қилип, шималий корейәниң толиму җапада қолға кәлтүргән йадро қораллириниң мустәһкәм бир бихәтәрлик капалити икәнликини, иккинчи қетимлиқ шималий корейә урушиниң алдини алидиған «ишәнчлик , үнүмлүк, чекиндүргүч» күчкә игә қилғанлиқини ейтқан

ким җоңун шималий корейәниң йәнә башқа урушниң алдини елиш үчүн «мутләқ күч» билән йадро қоралға игә дөләт болушқа тиришқанлиқини билдүрүп, «һазир биз империйалист қалақлар билән дүшмән күчләрниң йуқири бесимлири, һәрбий тәһдитлири вә һәйвә қилишлириға қарши өзини толуқ вә қәтий қоғдийалайдиған бир дөләткә айландуқ» деди.  

ким җоңун: «бу земинда қайта уруш болмайду» дегәнни тәкитләп,  ишәнчлик вә үнүмлүк йадро күчи сайисида, дөләт бихәтәрлики вә кәлгүсиниң мутләқ вә мәңгүлүк капаләткә игә қилинғанлиқини тәкитлиди.

 

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر