малида гөрүгә тутуп кетилгән шәһәр башлиқиниң җәсити тепилди

малиниң тимбукту районида гөрүгә тутуп кетилгән шәһәр башлиқи абдуллай алфаниң җәсити тепилди.

1462652
малида гөрүгә тутуп кетилгән шәһәр башлиқиниң җәсити тепилди

түркийә авази радийоси хәвири: дөләт мәтбуатлиридики хәвәрләргә асасланғанда, гарба-койраниң шәһәр башлиқи абдуллай алфа 13 - ийул күни намәлум қораллиқ унсурлар тәрипидин тутуп кетилгән.

абдуллай алфаниң җәсити һәптә ахирида тепилған.

у сийасий рәқиблири оттурисидики дүшмәнлик сәвәбидин өлтүрүлгән болиши мумкин, дәп қаралмақта.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر