исраилийә хәлқи баш министир нетанийаһуға қарши намайишлирини давамлаштурмақта

исраилийәдә чириклик делоси вә ковид-19 йуқумиға қарши күрәштики мәғлубийити сәвәбидин баш министир бинйамин нетанийаһуниң истипа беришини тәләп қилған миңларчә киши намайиш өткүзди.

1461947
исраилийә хәлқи баш министир нетанийаһуға қарши намайишлирини давамлаштурмақта

түркийә авази радийоси хәвири: ковид -19 йуқуминиң иккинчи долқуниға дучар болған вә ишсизлиқ нисбити%20 тин ешип кәткән исраилийәниң пайтәхт тел авив вә ғәрбий қуддус қатарлиқ охшимиған шәһәрлиридә намайишчилар нетанйаһуниң истипа беришини тәләп қилип, кочиларға ақти.

«қара байрақлиқлар һәрикити» дәп билинидиған гуруппиниң чақириқиға бинаән, ғәрбий қуддустики баш министирлиқ туралғуси әтрапида өткүзүлгән намайишта, «биби (нетанйаһу) өйиңгә қайт!» дәп шоарлар товланди.

намайишчилар қара вә қизил рәңлик байрақларни көтүрди. бәзилири исраилийә баш министирини има қилған һалда, «җинайәтләр баш министири» дәп йезилған майкиларни кийишивалған иди.

нитанийаһуниң аз санда қоллиғучилириму баш министирлиқ туралғуси алдиға йиғилип, исраилийә баш министирини қоллаш намайиши өткүзди.

сақчилар туқунуш чиқиштин сақлиниш үчүн икки гуруппа оттурисиға тосақ қурди.

бир намайишчи пәләстин байриқини көтүргәнлики үчүн исраилийә сақчилири тәрипидин назарәткә елинди.

сақчилар пәйшәнбә күниму ғәрбий қуддуста қара байрақлар һәрикити тәшкиллигән намайишқа қаттиқ мудахилә қилип, 5 намайишчини назарәткә алған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر