иран: дүшмәнликни җавабсиз қоймаймиз

иран ташқи ишлар министирлиқи байанатчиси аббас мусәви, сүрийә һава тәвәликидә дәхли қилишқа учриған иран йолучилар айропилани мәсилиси тоғрисида тохтилип, «иран һечбир дүшмәнчә һәрикәтни җавабсиз қоймайду» деди.

1461657
иран: дүшмәнликни җавабсиз қоймаймиз

түркийә авази радийоси хәвири: иран ташқи ишлар министирлиқи байанатчиси аббас мусәвиниң ташқи ишлар министирлиқиниң тор бетидә елан қилинған байанатида, америка армийәси мәркизий қоманданлиқ иштабини әйибләп, иран йолучилар айропиланиниң дәхли қилишқа учришиға хәлқара қанунниң дәпсәндә қилиниши, шундақла районниң тинчлиқ вә муқимлиқиға зийан йәткүзгән бир һәрикәт дәп баһа бәрди.

«иран һечбир дүшмәнчә һәрикәтни җавабсиз қоймайду. пәйти кәлгәндә бу мәнтиқисиз һәрикәткә тегишлик мувапиқ җаваб чоқум берилиду» деди.

америка армийәси мәркизий қоманданлиқ иштабиниң «америка F-15 и маһан авийатсийә ширкитиниң бир йолучилар айропиланини бихәтәр йирақлиқ болған миң метир арилиқтин өлчәмлик шәкилдә тәкшүрүди» дегән байанатиға «күлкилик» дәп баһа бәргән мусәви сөзини давамлаштуруп, «американиң сүрийәдики һәрбий мәвҗудийити вә уруш айропиланлириниң вәзипә ада қилиши қанунсиздур. буниңдинму муһими һечким америкаға йолучилар айропиланини уруш айропиланлирини ишлитип тәкшүрүш рухсити бәрмиди. бундақ қилиш қанунларға хилаптур вә хәтәрликтур. бундақ қилиш бигунаһ кишиләрниң һайати билән ойнишиштур. илгири сүрүлгининиң әксичә, бихәтәр мусапә бәлгилимисигә риайә қилинмиди» дегәнләрни қәйт қилди.

иран алдинқи күни кечә теһран – бейрут арисида қатнаватқан маһан авийатсийә ширкитиниң бир йолучилар айропиланиниң сүрийә һава тәвәликидә американиң икки уруш айропиланиниң дәхли қилишиға учриғанлиқини уқтурған, уруш айропиланлириниң йолучилар айропиланиға хәтәрлик шәкилдә йеқинлишишидин кейин учқучиниң туйуқсиз бурулушқа мәҗбур болуп қалғанлиқи вә бу җәрйанда бәзи йолучиларниң йариланғанлиқини илгири сүргәниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر