америка хитайниң хостондики консулханисини тақиветиши үчүн үч күн мөһләт бәрди

америка қошма иштатлири, хитайниң хостон шәһиридики консулханисиниң бошитилишини тәләп қилди.

1459719
америка хитайниң хостондики консулханисини тақиветиши үчүн үч күн мөһләт бәрди

түркийә авази радийоси хәвири: бейҗиң американиң мәзкур қарариға «иғвагәрчилик» дәп баһа берип наразилиқ билдүрди.

хитай ташқи ишлар министирлиқи байанат берип, америка қошма иштатлириниң хостон шәһиридики хитай консулханисиниң тақиветилиши үчүн 3 күн мөһләт бәргәнликини уқтурди.

байанатта, «хитай консулханисиниң қисқа вақит ичидә бир тәрәплимә һалда тақиветилиши, хитайға қарши һәрикәтләрниң мисли көрүлмигән дәриҗидә йүксилишидур» дегән ибариләргә орун берилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر