германийә мисирни тәнқид қилди

германийә ташқи ишлар министири һейко маас мисирни ливийәгә һәрбий мудахилә қилиш пиланлири сәвәбидин тәнқид қилди.

1459896
германийә мисирни тәнқид қилди

түркийә авази радийоси хәвири: министир маас, дөләт ишлири зийаритидә болуватқан гиретсийәдә, мәнсәпдиши никос дендиас билән өткүзүлгән қошма ахбарат елан қилиш йиғинида, дөлитиниң мисирниң ливийәгә һәрбий мудахилә қилиш пиланлиридин әндишә қиливатқанлиқини әскәртиш билән бир вақитта, германийә һөкүмитиниң ливийәдики тәрәпләр вә районлуқ актийорлар билән елип бериватқан учришишлири арқилиқ ливийәдики сүркилишни азайтишқа тиришиватқанлиқини тәкитләп мундақ деди: «сүркилишни техиму әвҗ алдуруветидиғанлиқи үчүн, һәрбий паалийәтләргә алақидар қарарларға мәмнунийәт нәзири билән қарийалмаймиз.»

у йәнә, ливийәдики тәрәпләрни киризисни сийасий йоллар арқилиқ һәл қилиш чариси тапалайдиған вә узақ мәзгиллик уруш тохтитишни ишқа ашуруш үчүн 5+5 (рәсмий һөкүмәт вә һәрбий исйанчи һәфтәр тәрәпдарлиридин 5 тин киши қатнишиш) тәриқисидики музакириләргә қайтишқа чақирди.

мисир парламенти, алдинқи күни пирезидент абдулфәттаһ әссисигә ливийәгә һәрбий мудахилә қилиш пурсити беридиған «дөләтниң миллий бихәтәрликини қоғдаш үчүн керәклик барлиқ тәдбирләрни қоллиниш һоқуқи берилиши» гә алақидар қарарнамини мақуллиғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر