америкада намайишларда сот мәһкимисигә от қойуп берилди

америка қошма иштатлириниң портланд шәһиридә сақчи зораванлиқиға қарши өткүзүлгән намайишларда федератсийә сот мәһкимиси бинасиға от қойуп бәрди.

1458808
америкада намайишларда сот мәһкимисигә от қойуп берилди

түркийә авази радийоси хәвири: «‹ AP› агентлиқи» ниң хәвәр қилишичә, портланд шәһиридә сақчи зораванлиқиға қарши өткүзүлгән намайишларда, намайишчилар һәптә ахирлири сот мәһкимиси бинасини қоғдаш үчүн орунлаштурулған тосуқлардин һалқип, бинаға от қойувәткән.

сот мәһкимиси бинаси ичидики федератсийә дөләт хәвпсизлик күчлири намайишчиларға йаш аққузуш бомбиси арқилиқ мудахилә қилған.

портланд шәһәрлик сақчи даирилириниң билдүрүшичә, йүзләрчә намайишчи қоғдиниш қалпиқи, газ маскиси, күнлүк вә калтәкләр билән бинаниң ишикигә қарап маңғанда, федератсийә дөләт хәвпсизлик күчлири бинаниң ичидин чиқип, намайишчиларни тарқитивәткән.

америка қошма иштатлириниң миннесота иштатида, май ейида сақчи зораванлиқи нәтиҗисидә қаза қилған теги африқалиқ америкалиқ җорҗ флойид үчүн көплигән шәһәрләрдә өткүзүлгән намайишлар, орегон иштатиниң портланд шәһиридиму давамлашмақта.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر