йавропа иттипақи рәһбәрләр йиғинида келишим һасил қилинмиди

йавропа иттипақиға әза 27 дөләтниң рәһбәрлири җүмә (2020-йили 17-ийул) күнидин буйан давамлишиватқан музакирәләрдә, келишим һасил қилалмиди.

1458072
йавропа иттипақи рәһбәрләр йиғинида келишим һасил қилинмиди

түркийә авази радийоси хәвири: йавропа иттипақиға әза 27 дөләтниң рәһбәрлири вухән вируси (Kovid-19) ниң иқтисадий тәсирлиригә қарши тәййарланған қутқузуш пирограммиси вә келәчәктики хамчот мәсилиси бойичә җүмә күнидин буйан давамлишиватқан музакирәләрдә, келишим һасил қилалмиди. йиғин пирограммиси йәнә узартилди.

йавропа иттипақи кеңиши башлиқиниң байанатчиси баренд лейтс (Barend Leyts) твиттерда учур һәмбәһирләп, җүмә күнидин буйан белгийә пайтәхти бирйусселда ечиливатқан йавропа иттипақи рәһбәрләр йиғининиң узартилғанлиқини билдүрди.

у учурида, рәһбәрләрниң чүштин кейин йәнә топлинидиғанлиқини әскәртти.

йавропа рәһбәрләр йиғинини 17-18-ийул күнлири ечиш пилан қилинған болуп, келишим һасил қилиналмиғанлиқи үчүн йиғин пирограммиси узартилған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر