«мәсилини һәл қилишниң бирдинбир чариси ливийә һөкүмитини қоллаш»

дунйа мусулман алимлар бирлики ливийәдә мәсилини һәл қилишниң бирдинбир чарисиниң қанунлуқ һөкүмәтни қоллаш икәнликини билдүрди.

1457979
«мәсилини һәл қилишниң бирдинбир чариси ливийә һөкүмитини қоллаш»

түркийә авази радийоси хәвири: дунйа мусулман алимлар бирликиниң баш катипи әли муһйиддин әлқарадағи, тәшкилатниң аммиви ортақлишиш тор бети Twitter сәһиписидә бу һәқтә елан қилған байанатида мундақ деди: «ливийә терротерийәсини контрол қиливатқан пуқрави бир һөкүмәт болғанлиқи үчүн, мәсилини һәл қилишниң бирдинбир чариси, хәлқара җәмийәт тәрипидин етирап қилиниватқан қанунлуқ һөкүмәтни қоллаштур. бир қисим йавропа әллири ливийә киризисидә зиддийәтлик позитсийәләрни тутуватиду. җүмлидин, улар қаримаққа русийәниң ливийәдики мәвҗудийитигә қарши икәнликини илгири сүрүватқандәк қилғили билән, әмәлийәттә, һәрбий җәһәттин вә йалланма әскәрләрниң васитиси арқилиқ русийә йардәм бериватқан вә русийәниң бир лайиһәси болған һәфтәрни қоллаватиду.»

игилинишичә, русийә қиримни қанунсиз бесивалған вә москва  украинаниң шәрқидики бөлгүнчи гуруппиларни қоллиған мәзгилдә даим дегүдәк исми туйулған вагнер, бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң доклатлириға асасланғанда, миңдин артуқ йалланма әскири билән, ливийәниң шәрқидики қанунсиз күчләрниң рәһбири һәфтәр үчүн уруш қилмақта икән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر