дунйадики даңлиқларниң твиттер мәхпий номури оғриланди

сийасәтчиләрдин сода-санаәтчиләргичә болған нурғун даңлиқ кишиләрниң твиттер мәхпий номури, кимлики намәлум компийутер қарақчилири тәрипидин қолға чүшүрүлди.

1456162
дунйадики даңлиқларниң твиттер мәхпий номури оғриланди

түркийә авази радийоси хәвири: твиттер мәхпий номури оғриланғанларниң ичидә америка сабиқ пирезиденти барак обама, демократларниң пирезидент кандидати җо байдин, амазонниң йуқири дәриҗилик башлиқлиридин җеф безос, микрософтниң қурғучиси бил гейтес, тесланиң йуқири дәриҗилик башқурғучиси елон муск, милйардер карханичи мишел блумберг вә рәп нахшичиси канйе вест қатарлиқлар бар.

бу кишиләрдин башқа, алма вә йубер (Uber) ға охшаш ширкәтләрниң твиттер мәхпий номурлириму оғриланған.

оғриланған адреслардин һәмбәһирләнгән учурларда, бир биткойн адреси берилди вә бу адресқа пул әвәтиш тәләп қилинди. һәмбәһирләнгән учурларниң көпинчисидә, бәлгиләнгән биткойн адресиға әвәтилгән һәр миң доллар үчүн 2 миң доллар төлинидиғанлиқи қәйт қилинди.

твиттер бу вәқә тоғрисида қисқа байанат елан қилди.

байанатта: «твиттер адреслириға тәсир көрсәткән бихәтәрлик вәқәсини билимиз. тәкшүрүватимиз вә оңшаш үчүн муһим тәдбирләрни алимиз. һәммәйләнгә қисқа вақит ичидә мәлумат беримиз» дейилди.

оғриланған твиттер адреслиридин һәмбәһирләнгән учурлар узун өтмәйла өчүрүлди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر