украина таратқулири түркийәгә йуқири баһа бәрди

украина таратқулири түркийәниң сайаһәт районлирида йолға қойуватқан «вухән вируси» ға қарши күрәш тәдбирлиригә йуқири баһа бәрди.

1455513
украина таратқулири түркийәгә йуқири баһа бәрди

түркийә авази радийоси хәвири: украинаниң «‹UNIAN› агентлиқи» ниң хәвәиридә, түркийәниң украина пуқралириға сайаһәт үчүн ишиклирини ачқан тунҗи дөләт икәнлики әскәртилиш билән бир вақитта, түркийәниң сайаһәт районлирида «вухән вируси» ға қарши кәң даирилик тәдбирләрни қоллиниватқанлиқи, бу арқилиқ, бихәтәр сайаһәт қилиш шараитиниң йаритип берилгәнлики тәкитләнди.

түркийәниң һәрқайси айродурумлар вә сайаһәт районлиридиму «вухән вируси» ға қарши пухта тәдбирләрни йолға қойуватқанлиқи вә бу тәдбирләр украинадикилири билән селиштурулған хәвәрдә йәнә, бу тәдбирләрниң үнүминиң наһайити йахши болуватқанлиқи, түркийәдә сайаһәт җәрйанида «вухән вируси» билән йуқумлиниш хәвпиниң, украинаға селиштурғанда техиму аз икәнлики қәйт қилинди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر