дунйаниң һәр қайси җайлирида 15-ийул хатириләнди

түркийәниң приштинәдә турушлуқ баш әлчиси чағри сакар косову һөкүмитиниң фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилати әзалириға қарши алған тәдбирлирини тәқдирләйдиғанлиқлирини ейтти.

1455470
дунйаниң һәр қайси җайлирида 15-ийул хатириләнди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийәниң приштинәдә турушлуқ баш әлчиси чағри сакар 15-ийул демократийә вә миллий бирлик күни мунасивити билән байанат елан қилди. у 15-ийул һәрбий өзгириш қозғашқа урунушидин кейин, косову хәлқиниң түркийәни қоллап, намайан қилған һәмкарлиқ роһиниң өзлири үчүн интайин қиммәтлик болғанлиқини әскәртти.

түркийәниң австиралийә канберрадики әлчиханиси, сидней вә мелборн консулханилириму «15-ийул демократийә вә миллий бирлик күни» ни хатириләш паалийити өткүзди.

канберра ви сиднейдики паалийәткә, түркләрдин башқа, охшимиған дөләтләрниң вәкиллириму қатнашти. канберрадики баш әлчи корһан каракоч түркийә хәлқиниң җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң башчилиқида һәрбий өзгириш қозғаш урунушини йиңип, демократийә күриши қилғанлиқини  билдүрди.

у: «бигунаһ кишиләрни өлтүрүштин йанмиған бир тәшкилатниң мәвҗутлуқи австиралийә үчүн еғир тәһдит» деди.

түркийәниң токйодики баш әлчиси һәсән мурат мәрҗан 15-ийул мунасивити билән, түркийә-йапонийә мунасивәтлириниң тәрәққийати тоғрисида тохталди.

у икки дөләтниң ташқи ишлар министирлириниң йеқин мунасивити вә дөләт сәвийәсидә елип берилған өзара учришишларниң, хаин тәшкилатниң ички йүзиниң йапонийәдә билинишидә муһим рол ойниғанлиқини қәйт қилди.

у йапонийә баш вәзири шинзу аби вә җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң һәмкарлиқини тилға елип: «әрдоған билән шинзу абиниң һәмкарлиқи вә өзара учришишлири фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилатиниң йапонийәдики тәсирини азайтти» деди.

түркийәниң куалалумпурдики баш әлчиси мәрвә сафа кавакҗиму 15-ийул демократийә вә миллий бирлик күни мунасивити билән елан қилған байанатида, фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилатиниң бу йәрдики мәвҗутлуқиниң пүтүнләй йоқитилғанлиқини әскәртип, малайшийаниң йардими үчүн тәшәккүр ейтти.

малайшийа мусулман йашлиқ һәрикити, малайшийа ислам тәшкилатлири һәмкарлиқ кеңиши, малайшийа ислам сода бирләшмиси, малайшийа дунйа тинчлиқ тәшкилати, малайшийа сода-санаәт бирләшмиси вә малайшийа сүрийәгә йардәм қилиш гурупписиниң рәһбәрлири, түркийәниң куалалумпурдики әлчиханисиға мәктуп йоллап, түркийә дөлити вә хәлқини қоллайдиғанлиқлирини билдүрди.   



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر