русийәдә күнлүк йуқум сани 6 миңдин чүшмиди

дунйа миқйасида вухән вируси(Kovid-19) сәвәбидин җенидин айрилғанлар сани 558 миң 91 дин, йуқумланғанлар сани 12 милйон 420 миңдин вә йахшиланғанларниң сани 7 милйон 246 миңдин ашти.

1452732
русийәдә күнлүк йуқум сани 6 миңдин чүшмиди

түркийә авази радийоси хәвири: русийәдә вухән вируси сәвәбидин җенидин айрилғанлар сани 11 миң 17 гә, йуқумланғанлар сани 713 миң 936 гә чиқти.

дунйа сәһийә тәшкилатиниң русийә вәкили мелита вуйнович (Melita Vuynoviç) йеқинқи икки һәптидә күнлүк йуқумланғанлар саниниң 6 миңниң астиға чүшмәсликиниң йахшилиқтин бешарәт әмәсликини билдүрди.

у 145 милйон нопусниң %10 и қаидәләргә риайә қилмиған әһвалда вабаниң давамлиқ тарқилидиғанлиқини әскәртти.

һиндистанда йеқинқи 24 саәттә 475 киши җенидин айрилди вә вирус сәвәбидин җенидин айрилғанларниң җәмий сани 21 миң 654 кә чиқти. җәмий йуқумланғанлар сани 798 миң 128 гә чиқти.

иранда вухән вируси сәвәбидин җенидин айрилғанлар сани 12 миң 305 кә, йуқумланғанлар сани 250 миң 458 гә чиқти.

қатарда йеқинқи 24 саәттә төт киши җенидин айрилди, 557 киши йуқумланди.  буниң билән, җәмий җенидин айрилғанлар сани 142 гә, җәмий йуқумланғанлар сани 102 миң 110 ға чиқти.

йеқинқи 24 саәттә вухән вируси сәвәбидин үч киши җенидин айрилған күвәйттә, вирус сәвәбидин җенидин айрилғанларниң җәмий сани 382 гә чиқти. охшаш вақитта, 833 киши йуқумланди вә җәмий сан 52 миң 840 қа чиқти.

әрәб бирләшмә хәлипиликидә бир киши җенидин айрилди вә 532 кишидә вирус байқалди. буниң билән, вирус сәвәбидин җенидин айрилғанларниң җәмий сани 328 гә, җәмий йуқумланғанлар сани 53 миң 577 гә чиқти.

вухән вируси сәвәбидин 36 киши җенидин айрилған ливанда, 66 киши йеңидин йуқумланди вә җәмий йуқумланғанлар сани 2 миң 11 гә чиқти.

туниста 50 киши җенидин айрилди, 10 кишиниң йеңидин йуқумлиниши билән, җәмий йуқумланғанлар сани 1 миң 231 гә чиқти.

ирақта йеқинқи 24 саәттә 103 киши вухән вируси сәвәбидин җенидин айрилди, 2 миң 170 киши йуқумланди. буниң билән, вирус сәвәбидин җенидин айрилғанларниң җәмий сани 2 миң 882 гә, җәмий йуқумланғанлар сани 39 миң 502 гә чиқти.

җәнубий африқа җумһурийитидә йеқинқи 24 саәттә 129 киши вухән вируси сәвәбидин җенидин айрилди. буниң билән, вирус сәвәбидин җәмий җенидин айрилғанлар сани 3 миң 720 гә чиқти. охшаш вақитта, 13 миң 674 кишидә вирус байқилиши билән, җәмий йуқумланғанлар сани 238 миң 339 ға чиқти.

хитайда йеқинқи 24 саәттә төт кишидә, җәнубий корейәдә 45 кишидә вирус байқалди.

исираилийәдә йеқинқи 24 саәттә төт киши вирус сәвәбидин җенидин айрилди, 464 киши йуқумланди. буниң билән, вирус сәвәбидин җәмий җенидин айрилғанлар сани 350 кә, җәмий йуқумланғанлар сани 35 миң 631 гә чиқти.

бәзи дөләтләрдики вухән вирусиға мунасивәтлик өлүм сани төвәндикичә:

пакистан 5 миң 58, хитай 4 миң 634, мисир 3 миң 617, һиндонезийә 3 миң 417, баңладиш 2 миң 238, сәуди әрәбистан 2 миң 100, украина 1 миң 345, филиппин 1 миң 314, беларусийә 449, қазақистан 264.  



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر