сенегал армийәси баш иштаб башлиқи дөлитиниң әнқәрәдә турушлуқ баш әлчиликигә тәйинләнди

сенегал армийәси баш иштаб башлиқи чейх гуейе дөлитиниң әнқәрәдә турушлуқ баш әлчиликигә тәйинләнди.

1451914
сенегал армийәси баш иштаб башлиқи дөлитиниң әнқәрәдә турушлуқ баш әлчиликигә тәйинләнди

түркийә авази радийоси хәвири: сенегал министирлар кеңишиниң мәтбуат байанатиға қариғанда, пирезидент макй сал, гуейени мостафа мбакениң орниға сенегалниң әнқәрәдә турушлуқ баш әлчиликигә тәйинлигән.

«түркийә дости» дегән нам билән тонулған чейх гуейе пайтәхт дакардики кап мануел һәрбий районидики йунус әмрә институти қармиқидики түркчә тәлим – тәрбийә мәркизиниң линта кесиш мурасимиғиму қатнашқаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر