хәвпсизлик кеңиши русийәниң «сүрийә лайиһәси»ни рәт қилди

русийәниң сүрийәгә хәлқара йардәм йәткүзүш механизмиға даир қарар лайиһәсини рәт қилғандин кейин б д т хәвпсизлик кеңишигә сунған «муддити алтә айлиқ пәқәт бирла чегра еғизи арқилиқ йардәм йәткүзүш» тәклипи рәт қилинди.

1451940
хәвпсизлик кеңиши русийәниң «сүрийә лайиһәси»ни рәт қилди
bmgk.jpg
BMGK - Birleşmiş Milletler Güvenlik Konseyi.jpg

түркийә авази радийоси хәвири: русийә түнүгүн б д т хәвпсизлик кеңишидә түркийәниң икки чеграси арқилиқ сүрийәгә инсаний йардәм йәткүзүп беришни мәзмун қилған 10 – ийулда муддити ахирлишидиған қарарнамәниң йеңилинишиға қарши чиқип, кеңәшкә өзиниң лайиһәсини сунди.

русийәниң сүрийәгә түркийәниң җилвәгөзү чегра еғизиниң удулидики бабулһава арқилиқ пәқәт 6 ай бойичә хәлқара йардәмләрниң йәткүзүлүшини тәвсийә қилған қарар лайиһәси б д т хәвпсизлик кеңишидә еришиши керәк болған 9 авазға еришәлмигәнлики үчүн рәт қилинди.

қарар лайиһәсини америка қошма иштатлири, фирансийә, әнглийә, германийә, белгийә, естонийә вә доминик җумһурийити рәт қилди, тунис, нигер, һиндонозийә вә саинт винсент аваз қатнаштуруштин чекинди, русийә, хитай, вийетнам вә җәнубий африқа қоллиди.

сүрийәгә б д т хәвпсизлик кеңишиниң нөвәттики қарариға асасән пәқәт түркийәниң икки чегра еғири (өнҗүпинарниң сүрийә тәрипигә җайлашқан бабуссәлам вә җилвәгөзүниң удулиға җайлашқан бабулһава) арқилиқла хәлқараниң йардими йәткүзүп бәргили болатти.

русийә билән хитай қарар лайиһәсини рәт қилған болғачқа, 10 – ийулдин башлап башқа бир қарар мақулланғичә болған җәрйанда йардәм аптомобиллири мәзкур икки чеғра еғизидин өтәлмәйду вә 3 милйон әтрапидики сүрийәлик үчүн интайин муһим болған йардәмләр тохтап кетиду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر