германийә ливийәдики һәрқайси тәрәпләрни шәртсиз сөһбәт өткүзүшкә чақирди

германийә ташқи ишлар министири һейко маас, ливийәдики тәрәпләрни кечиктүрмәстин шәртсиз һалда сөһбәт өткүзүшни башлашқа чақирди.

1451919
германийә ливийәдики һәрқайси тәрәпләрни шәртсиз сөһбәт өткүзүшкә чақирди

түркийә авази радийоси хәвири: германийә ташқи ишлар министири һейко маас, ливийәдики тәрәпләрни кечиктүрмәстин шәртсиз һалда сөһбәт өткүзүшни башлашқа чақирип, «буниң биринчи қәдими сиртә вә җуфрәниң һәрбийләрдин халийлаштурулуши болуши мумкин» деди.

һейко маас бирләшкән дөләтләр тәшкилати хәвпсизлик кеңишидә (йанвар ейида өткүзүлгән) берлин йиғининиң иштиракчилири билән өткүзүлгән ливийә йиғинидики сөзидә, йиғинниң ечилғиниға 6 ай болғанлиқини, бирақ ливийәдә вәзийәтниң барғансери начарлишип маңғанлиқини, йәршари характерлик бир йуқумниңму урушни тохтитишқа йәтмигәнликини ейтти.

у, тәрәпләрни кечиктүрмәстин шәртсиз сөһбәт өткүзүшни башлашқа чақирип, « буниң биринчи қәдими сиртә вә җуфрәниң һәрбийләрдин халийлаштурулуши болуши мумкин. ливийәдики барлиқ тәрәпләрни мушу пикир астида бирлишишкә чақиримиз» дегәнләрни қәйт қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر