америка хитайниң иҗтимаий таратқу әплирини чәкләшкә тәййарланмақта

америка ташқи ишлар министири майк помпейо, «тик ток» қатарлиқ хитай мәркәзлик иҗтимаий таратқу әплирини чәкләшни пиланлаватқанлиқлирини уқтурди.

1451063
америка хитайниң иҗтимаий таратқу әплирини чәкләшкә тәййарланмақта

түркийә авази радийоси хәвири: майк помпейо «фокс хәвәрләр» қанилиниң соаллириға җаваб бериш җәрйанида америка қошма иштатлирида ишлитиливатқан хитай мәркәзлик иҗтимаий таратқу әплири һәққидиму пикир байан қилди.

у, болупму «тик ток» әпиниң еғир хәвпсизлик тәһдити пәйда қилғанлиқи тоғрисидики дәталашларға ишарәт қилип, американиң мәсилигә әстайидил қариғанлиқини тәкитлиди.

«тик ток»ниң чәклинип – чәкләнмәйдиғанлиқи тоғрисидики бир соалға җаваб бәргән помпейо, «бу мәсилидә пирезидент (доналд трамп)ниң алдиға өтүвелишни халимаймән, бирақ америка қошма иштатлири, инсанларниң телефонлириға чүшүрүлгән хитай мәнбәлик әпләргә қарита тоғра шәкилдә муамилә қилиду. нөвәттә бу мәсилигә көңүл бөлүватимиз» деди.

йәнә бир тәрәптин «тик ток» бу һәқтә йазма байанат елан қилип, майк помпейониң сөзлиригә наразилиқ билдүрди؛ ширкәтниң америкалиқ хоҗайин тәрипидин башқурулуватқанлиқи вә охшаш түрдики әпләр арисида «бихәтәрлик вә аммиви сийасәт җәһәттә алдинқи қатардин орун алидиғанлиқи» тәкитләнгән байанатта, «ишләткүчилиримизни бихәтәр әп билән тәминләштинму муһим бир ишимиз йоқ. һечбир вақит хитай һөкүмитини учур билән тәминлимидуқ, тәләп қилинған тәқдирдиму бундақ қилмаймиз» дегән ибариләргә орун берилди.

дунйа миқйасида айлиқ 800 милйон ишләткүчигә игә «тик ток»ниң, ишләткүчилириниң хусусий учурлирини хитай даирилиригә мәлум қилидиғанлиқи илгири сүрүлмәктә.

америкалиқ нурғун мутәхәссисләр, ширкәтниң америка қошма иштатлириниң дөләт хәвпсизликигә хәвп елип келиватқанлиқи һәққидә пикир байан қилмақта.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر