тел абйадта аптомобил бомба һуҗуми йүз бәрди

сүрийәниң шималидики тел абйад районида аптомобил бомба билән елип берилған террорлуқ һуҗумида, дәсләпки мәлуматларға асасланғанда, 6 пуқра қаза қилип, 7 пуқра йариланған.

1451244
тел абйадта аптомобил бомба һуҗуми йүз бәрди

түркийә авази радийоси хәвири: тел абйад түркийә армийәси вә сүрийә миллий армийәси тәрипидин елип берилған «тинчлиқ булиқи һәрикити» нәтиҗисидә терорчилардин тазиланған болуп, бүгүн (2020-йили 8-ийул) наһийә мәркизидә партлаш йүз бәрди.

аптомобил бомба партилиши нәтиҗисидә, 3 кичик балиниму қошқанда җәмий 6 нәпәр пуқра қаза қилди вә 7 пуқра йариланди.

әһвали еғир төт йаридар түркийәгә йолланди.

партлаш сәвәбидин әтраптики хизмәт орунлириму зийанға учриди.

нәқ мәйданда тәкшүрүш елип барған йәрлик бихәтәрлик қисимлири, бу һәрикәтниң бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати YPG / PKK тәрипидин қилинғанлиқини тәкитлиди.

йәрлик сақчи қисимлири районни бихәтәрлик чәмбирикигә алди. кәлгән истихбаратқа бинаән иккинчи аптомобил бомбини издимәктә.

сүрийәниң шималидики тел абйад наһийә мәркизи 2019 - йили 13 - өктәбирдә «тинчлиқ булиқи» һәрикити арқилиқ террорчилардин тазиланған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر