б д т һайванлардин инсанларға тарқилидиған кесәлликләрниң көпийдиғанлиқини елан қилди

б д т муһит асраш программиси(UNEP)  агаһландуруш елан қилип,  әгәр йавайи һайванларни вә муһитни қоғдаш тәдбирлири ишқа селинимиса, һайванлардин инсанларға тарқилидиған зунотик кесәлликләрниң давамлиқ көпийдиғанлиқини билдүрди.

1450505
б д т һайванлардин инсанларға тарқилидиған кесәлликләрниң көпийдиғанлиқини елан қилди

түркийә авази радийоси хәвири: бирләшкән дөләтләр тәшкилати муһит асраш пирограммиси(UNEP)  вә хәлқара чарвичилиқ тәтқиқат инсититути (ILRI) ниң бирликтә тәййарлиған йеңи доклатида, йеқинқи йиллардин бери нисбити ашқан ебола, сарс, зиққа, әйдиз, ғәрбий нил қизитмиси вә бу қетимқи вухән вируси (ковид-19)  қатарлиқ һайванлардин инсанларға тарқилидиған кесәлликләргә һәмминиң диққитини тартти.

бирләшкән дөләтләр тәшкилати муһит асраш пирограммиси(UNEP)  ниң илмий тәтқиқат ишлири башлиқи мартен каппелле «кишиләр 1918 -  вә 1919 - йиллиридики тарқилишчан зукам (испанийә зукими) ға қараватиду вә бу хил кесәлликләр пәқәт бир әсирдә бир қетим йүз бериду, дәп ойлишиватиду, әмма бу қараш әмди әмәлийәт әмәс. әгәр биз тәбиий һайат билән кишилик һайат оттурисидики тәңпуңлуқни сақлап қалалмисақ, бу йуқумлар күнсери көпийиду» деди.

бирләшкән дөләтләр тәшкилати муһит асраш пирограммиси(UNEP)  ниң директори ингер андерсен болса, йеқинқи йүз йилда таҗисиман вирус түриниң кәм дегәндә алтә чоң йуқумни кәлтүрүп чиқарғанлиқини ейтти.

йеқинқи 50 йилда гөш истемалиниң %260 ашқанлиқини вә йавайи һайванлар дунйаси билән терилғу йәрләрниң ул- әслиһәләрни кеңәйтишкә ишлитилгәнликини билдүргән андерсен: «илим – пән шуни ениқ көрситиду. биз тәбиий һайатни експилататсийә қилип, екологийәлик системиға зийан йәткүзүшни давамлаштуридиғанла болсақ, кәлгүси бир нәччә йилда һайванлардин инсанларға тарқилидиған бу кесәлликләрниң көпийишини күтсәк болиду» деди.

андерсен һәр қайси һөкүмәтләрни деһқанчилиқ райони вә йәрниң сиҗиллиқини һәмдә җанлиқларниң көп хиллиқини ашурушқа вә илмий тәтқиқатқа мәбләғ селип, кәлгүсидики йуқумниң алдини елишқа чақирди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر