йуқумниң дунйаниң бир қисим әллиридики әһвалиға даир йеңи учурлар

дунйа миқйасида вухән вируси сәвәбидин қаза қилғанлар сани 529197 гә йәтти؛ йуқумланғучилар сани 11 милйон 120 миңдин, саламәтлики әслигә кәлгәнләр сани 6 милйон 342946 дин һалқиди.

1448789
йуқумниң дунйаниң бир қисим әллиридики әһвалиға даир йеңи учурлар
super korona brezilya.jpg
super covid19
Super Irak.jpg
super covid19 abd

түркийә авази радийоси хәвири: америка қошма иштатлирида вухән вируси (ковид – 19) сәвәбидин қаза қилғанлар сани 132101 гә, йуқумланғучилар сани 2 милйон 890588 гә йәтти.

йуқумниң әң еғир зәрбисигә учриған иккинчи дөләт биразилийәдә болса, қаза қилғанлар сани 63254 кә, йуқумланғучилар сани 1 милйон 543341 гә йәтти.

мексикада қаза қилғанлар сани 29843 гә, йуқумланғучилар сани 245251 гә؛  йуқумниң йавропадики мәркизигә айланған әнглийәдә қаза қилғанлар сани 44131 гә, йуқумланғучилар сани 284276 гә؛ фирансийәдә болса, қаза қилғанлар сани 29893, йуқумланғучилар сани 203311 гә؛ испанийәдә қаза қилғанлар омумий сани 28385 кә, йуқумланғучилар сани 250545 кә йәтти.

шималий қибрис түрк җумһурийтидә йеқинқи 24 саәт ичидә йеңидин бир кишидә йуқум байқалди, шуниң билән йуқумланғучилар омумий сани 112 гә йәтти, дөләттә һазирғичә 4 киши йуқум сәвәбидин қаза қилғаниди.

һиндистанда йеқинқи 24 саәт ичидә 444 киши қаза қилди, шуниң билән һазирғичә йуқум сәвәбидин қаза қилғанлар сани 18669 ға, йуқумланғучилар сани 649889 ға йәтти.

русийәдә йуқум сәвәбидин қаза қилғанлар сани 9859 ға, йуқумланғучилар сани 667883 кә؛ қаза қилғанлар сани 11260 қа, йуқумланғучилар сани 235429 ға؛ ирақта қаза қилғанлар сани 2262 гә, йуқумланғучилар сани 56020 гә؛ әрәб бирләшмә хәлипиликидә қаза қилғанлар сани 318 гә, бәһрәйндә 95 кә йәтти.


خەتكۈچ: #йуқум , #вирус

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر