һиндистан армийә күчләндүрүш, чеграни мустәһкәмләш үчүн 5.2 милйард доллар мәбләғ аҗратти

һиндистан мудапиә министирлиқи, һөкүмәтниң һиндистан армийәсини күчләндүрүш, чеграни мустәһкәмләш үчүн 5.2 милйард доллар мәбләғ аҗратқанлиқини уқтурди.

1448264
һиндистан армийә күчләндүрүш, чеграни мустәһкәмләш үчүн 5.2 милйард доллар мәбләғ аҗратти

түркийә авази радийоси хәвири: һиндистан мудапиә министирлиқи байанат берип, армийәниң вә чеграларниң күчәйтилиши даирисидә русийәдин 21 данә миг-29 типлиқ уруш айропилани вә һиндистанниң дөләт игиликидики бир ширкәттин 12 данә сухои су-30 м.к1 типлиқ тик учар айропилан қатарлиқ һәрбий лазимәтликләрни сетивелиш пиланиниң қобул қилинғанлиқини уқтурди.

байанатқа асасланғанда, омумий қиммити 5 милйард 200 милйон долларға йетидиған һәрбий лазимәтликләрниң 4 милйард 100 милйон долларлиқ қисми һиндистанниң йәрлик ширкәтлиридин сетивелинидикән .

йәнә бир тәрәптин һиндистан 36 данә рафале типлиқ уруш айропилани сетивелиш тоғрисида 2016 – йили фирансийә билән түзгән келишиминиң роһиға асасән мәзкур айропиланлардин алтисини мушу айниң ахирида тапшуруп елишни күтмәктә.

һиндистан бу қәдәмни хитай билән галван вадисида йүз бәргән чегра тоқунушидин кейин ташлиди.

һиндистан хитай билән өзи оттурисидики сүркилиш күчийип кәткән шәрқий ладахқа қуруқлуқтин һаваға қойуп берилидиған башқурулидиған бомба мудапиә системиси, зәмбирәк вә танкиларни орунлаштурғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر