вухән вирусиниң бир қисим ғәрб әллиридики әһвалиға даир йеңи учурлар...

дунйа миқйасида вухән вируси (ковид – 19) сәвәбидин қаза қилғанлар сани 519 миң 611 дин, йуқумланғучилар сани 10 милйон 835 миңдин вә саламәтлики әслигә кәлгәнләр сани 6 милйон 54 миңдин ашти.

1447427
вухән вирусиниң бир қисим ғәрб әллиридики әһвалиға даир йеңи учурлар...
Süper Korona
Kolombiya.jpg

түркийә авази радийоси хәвири: америка қошма иштатлирида йуқум сәвәбидин қаза қилғанлар сани 130 миң 813 кә, йуқумланғучилар сани 2 милйон 781 миңға йәтти. америкадики пев намлиқ җәмийәт тәкшүрүш ширкитиниң доклатида, америкадики һәр 10 асийалиқниң үчиниң айримчилиққа учриғанлиқи илгири сүрүлди.

биразилийәдә йеқинқи 24 саәт ичидә қаза қилған 1038 кишини қошқанда җәмий қаза қилғанлар сани 60632 гә, йуқумланғучилар сани 46712 киши көпийип 1 милйон 448753 кә йәтти.

италийәдә йуқум сәвәбидин қаза қилғанлар сани йеқинқи бир күндә қаза қилған 21 адәмни қошқанда җәмий 34788 гә йәтти؛ актип бимар сани 308 киши төвәнләп 15255 гә чүшти, йеңидин 187 кишидә йуқум байқалди.

фирансийәдә йеқинқи 24 саәт ичидә 18 адәмниң қаза қилиши билән йуқум сәвәбидин қаза қилғанлар омумий сани 29861 гә, йуқумланғучилар сани болса, йеңидин 918 адәмниң йуқумлиниши билән 202070 кә йәтти.

мексикада қаза қилғанлар сани 28510ға, йуқумланғучилар сани 231770 кә йәтти.

испанийә сәһийә министирлиқи, йеқинқи бир күн ичидә 19 адәмниң ковид – 19 сәвәбидин қаза қилғанлиқини, җәмий қаза қилғанлар саниниң 28363 кә йәткәнликини, йеқинқи 24 саәт ичидә йуқум байқалған 149 кишини қошқанда җәмий йуқумланғучилар саниниң 249313 кә йәткәнликини уқтурди.

9754 адәм қаза қилған белгийәниң ташқи ишлар вә мудапиә министири филеп гоффин, йавропа иттипақиниң 1 – ийулдин тартип 14 дөләткә сайаһәт чәклимисини бикар қилишини тәвсийә қилишиға қаримай, дөлитиниң чәт әл авийатсийә сәпәрлирини 7 – ийулғичә башлимайдиғанлиқини уқтурди.

канадада қаза қилғанлар сани 8663 кә, йуқумланғучилар сани 106084 кә йәтти.

португалийәдә йеқинқи 24 саәт ичидә 3 адәмниң қаза қилиши билән җәмий қаза қилғанлар сани 1579 ға؛ мәзкур муддәт ичидә йуқум байқалған 313 адәмни қошқанда җәмий йуқумланғучилар саниниң 42454 кә йәтти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر