б д т йуқумни нәзәрдә тутуп йәршариви уруш тохтитиш елан қилишни қарар қилди

бирләшкән дөләтләр тәшкилати (б д т) хәвпсизлик кеңиши, вухән вирусиға тақабил туруш күриши даирисидә 90 күн бойичә йәршариви инсаний уруш тохтитиш елан қилиш тәлипигә мунасивәтлик қарарни қобул қилди.

1447411
б д т йуқумни нәзәрдә тутуп йәршариви уруш тохтитиш елан қилишни қарар қилди

түркийә авази радийоси хәвири: б д т баш катипи антонио гутерресниң 23 – марттики йәршариви уруш тохтитиш чақириқи вә 3 ай давамлашқан музакириләрдин кейин фирансийә билән кеңәшниң мувәққәт әзалиридин тунис тәрипидин тәййарланған «ковид – 19» қарар лайиһәси авазға қойулди.

йуқум сәвәбидин б д т хәвпсизлик кеңишидә авазға қойуш имканийити болмиғанлиқи үчүн һәрқайси дөләтләргә бу қарарға позитсийә билдүрүши үчүн 24 саәт мөһләт берилди, қарар кеңәшниң 15 әзасиниң бирдәк қоллиши билән қобул қилинди.

ковид – 19 йуқуминиң болупму тоқунуш вә уруш районлиридики вәйран қилғуч тәсирлиридин чоңқур әндишә қилиниватқанлиқи әскәтилгән қарарда, б д т хәвпсизлик кеңиши, инсаний йардәмләрниң бихәтәр, тосалғусиз шундақла изчил йәткүзүлүши үчүн дәрһал 90 күнлүк йәршариви уруш тохтитиш елан қилишни тәләп қилди.

әскәртилишичә, уруш тохтитиш қарари б д т хәвпсизлик кеңиши тәрипидин бекитилгән даеш, әлқаидә, әннусрә вә бу террорлуқ тәшкилатлири билән четишлиқи бар шәхс вә гуруппиларни өз ичигә алмайдикән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر