әрәб бирләшмә хәлипиликиниң түркийәгә қарши лобичилиқ билән шуғулланғанлиқи паш болди

әрәб бирләшмә хәлипиликиниң, ливийәдики вәзийәтни әслигә қайтуруш үчүн америка қошма иштатлирида түркийәгә қарши лобичилиқ билән шуғулланғанлиқи паш болди.

1445936
әрәб бирләшмә хәлипиликиниң түркийәгә қарши лобичилиқ билән шуғулланғанлиқи паш болди

түркийә авази радийоси хәвири: т р т ворлд қанили, әрәб бирләшмә хәлипиликиниң вашингтонда турушлуқ баш әлчиси йусуф әлутәйбе имзалиқ, американиң, ливийә һөкүмити вә униңға йардәм бериватқан түркийәгә мудахилә қилишини тәләп қилған бир парчә елхетини қолға чүшүрди.

утәйбениң елхетиниң, илгири әрәб бирләшмә хәлипилики әлчихансиида ишлигән, нөвәттә бир лобичилиқ ширкитидә ишләйдиған һагер елавад тәрипидин 22 – ийунда америкалиқ әмәлдарларға әвәтилгәнлики ениқланди.

елхәттә, утәйбә вә әрәб бирләшмә хәлипилики әмәлдарлириниң, америка һөкүмити вә армийәсини ливийәдики һөкүмәт күчлиригә мудахилә қилишқа қайил қилишқа урунуватқанлиқи ашкара болди.

хетидә, түркийә қоллаватқан күчләрниң сиртәгә йеқин йәрләргичә илгирилигәнликини вә түрк деңиз армийәси парахотиниң ливийә деңиз саһиллириға әскәр йөткәнликини әскәрткән утәйбә, биз, буни мсиирниң мәсилигә мудахилә қилиши үчүн мәқсәтлик қилинди, дәп анализ қиливатимиз, нөвәттә мисир бу ишни әстайидил ойлишиватиду» дегәнләрни әскәртти.

әрәб бирләшмә хәлипиликиниң, мисирни ливийә саһәсигә кирмәслики үчүн айлардин буйан тизгинләп кәлгәнликини илгири сүргән утәйбә хетидә, том хәтләр билән «түркийәниң ливийәдики паалийәтлири контрол қилинмиған тәқдирдә, вәзийәтниң наһайити асанла начардин бәтәргә қарап илгирләйдиғанлиқи»ни илгири сүриду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر