венезуела йавропа иттипақи вәкилини дөләттин қоғлап чиқиридиған болди

венезуела пирезиденти николас мадуро йавропа иттипақи вәкилиниң дөләттин чиқип кетиши үчүн 72 саәт вақит бәргәнликини елан қилди.

1446059
венезуела йавропа иттипақи вәкилини дөләттин қоғлап чиқиридиған болди

түркийә авази радийоси хәвири: мадуро ахбарат елан қилиш йиғинида, йавропа иттипақиниң венезуела өктичи сийасионлириниму өз ичигә алған 11 кишигә ембарго йүргүзүш қарарини әйиблиди.

мадуро йавропа иттипақини мустәмликичилик билән әйибләп, «бүгүн йавропа иттипақи асасий қанунға һөрмәт қилидиған органлардин тәшкил тапқан венезуелалиқларға қарши ембарго йүргүзүшни қарар қилди. дөләт мәҗлиси (AN) йавропа иттипақи каракас вәкилләр өмикиниң буйруқиға әмәл қилмиғанлиқи үчүн ембарго йүргүзүмәктә» деди.

мадуро венезуелани һөрмәтләшкә чақириқ қилип, «йавропа иттипақиниң каракас вәкилигә дөләттин  чиқип кетиши үчүн 72 саәт вақит беришни қарар қилдим. әгәр улар венезуелаға  һөрмәт қилишни халимиса, кетишлири керәк» деди.

йавропа иттипақи гуайдони қоллимайдиған бир түркүм өктичиләрниму өз ичигә алған 11 кишини ембарго тизимликигә киргүзгәнликини елан қилған иди.

байанатта, көпчиликини өктичиләр тәшкил қилған дөләт мәҗлиси (AN) ниң рәиси луйис парра вә униң йардәмчилириниму өз ичигә алған 11кишигә ембарго йүзгүзилишиниң сәвәби сүпитидә, венезуела дөләт мәҗлиси (AN) ниң демократийәниң иҗра қилинишиға қарши һәрикәт қилғанлиқини илгири сүргән иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر