«<вухән вируси> ға қарши күрәш үчүн 31 милйард 300 милйон долларлиқ мәбләғгә еһтийаҗ бар»

дунйа сәһийә тәшкилати рәһбәрликидики «вухән вируси» ға қарши күрәш ортақ комитети, кәлгүси 12 ай ичидә синақ, давалаш вә ваксина үчүн 31 милйард 300 милйон долларлқ мәбләғгә еһтийаҗ барлиқини билдүрди.

1444283
«<вухән вируси> ға қарши күрәш үчүн 31 милйард 300 милйон долларлиқ мәбләғгә еһтийаҗ бар»

түркийә авази радийоси хәвири: дунйа сәһийә тәшкилатиниң  баш директори доктор тедрос адһаном гһербрейесусму иштирак қилған видео конферанс васитиси арқилиқ ишқа ашурулған йиғинда сөз қилған « ACT-Accelerator» пирограммисиниң алаһидә вәкили нгози оконҗо – ивала, «оттура вә төвән киримлик ​​дөләтләрдә дийагноз қойуш вә давалаш үчүн 12 айдин көпрәк, ваксина үчүн 18 айдин көпрәк вақит кетиду» деди.

дунйа банкисиниң сабиқ муавин башлиқлиқ вәзиписиниму өтигән оконҗо-ивала, ортақ комитетниң вухән вируси» ға қарши күрәш даирисидә кәлгүси 12 ай ичидә синақ, давалаш вә ваксина үчүн 31 милйард 300 милйон долларлиқ мәбләғгә еһтийаҗи барлиқини, һазирға қәдәр аран 3 милйард 400 милйон доллар йиғилғанлиқини қәйт қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر