америка хәвпсизлик кеңишигә иранға ембарго йүргүзүш лайиһәси сунди

америка қошма иштатлири бирләшкән дөләтләр тәшкилати хәвпсизлик кеңишигә иранға қаритилған қорал – йарағ ембаргосиниң мудитини йеңилаш нишан қилинған қарар лайиһәсини сунди.

1442409
америка хәвпсизлик кеңишигә иранға ембарго йүргүзүш лайиһәси сунди

түркийә авази радийоси хәвири: бирләшкән дөләтләр тәшкилати хәвпсизлик кеңишиниң уда 13 йилдин буйан иранға йүргүзүватқан қорал – йарағ ембаргосиниң муддити, 2015 – йили имзаланған «йадро келишими» даирисидә бу йил өктәбир ейида ахирлишиду.

иранға қаритилған хәлқаралиқ ембарголарниң йеңилинишини тәләп қилған америка қошма иштатлири, бирләшкән дөләтләр тәшкилати хәвпсизлик кеңишигә сунған қарар лайиһәсидә, иранға қорал – йарағ вә мунасивәтлик материйалларни сетиш, тәминләш вә йөткәшни чәкләшни тәләп қилмақта. шуниң билән бир вақитта, һәрқайси әлләргә, иранға баридиған парахотларда чәкләнгән материйаллар барлиқиға алақидар сәвәбләр болған әһвал астида, тәкшүрүш тоғрулуқ чақириқта болмақта.

русийә билән хитай болса, иранға қаритилған ембарголарниң йеңилинишиға қарши чиқмақта.

игилинишичә, бирләшкән дөләтләр тәшкилати хәвпсизлик кеңишидә бир қарар лайиһәсиниң қобул қилиниши үчүн, 15  әзадин кәм дегәндә 9 иниң қоллап авази бериши вә даимий әзалар америка қошма иштатлири, русийә, хитай, әнглийә вә фирансийәдин һечбириниң вету һоқуқини ишләтмәслики шәрт икән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر